абдулқадир моллиниң қисқичә һайати

82631
абдулқадир моллиниң қисқичә һайати

абдулқадир молла
(1948 – 2013)

 

әссаламу әләйкум, түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири! йахшиму силәр? һәр һәптиниң шәнбә күнлири һузуруңларда болидиған ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ дунйа күнтәртипидики муһим шәхсләр тонуштурулидиған мәзкур сәһипимизниң бүгүнки бөлүмидә, баңладешта дунйа җамаәтчиликиниң күчлүк наразилиқлириға қаримай, 2013- йили 12- айниң 12- күни өлүм җазаси дарға есип иҗра қилинған баңладеш җамаәти исламий партийәсиниң муавин баш катипи абдулқадир молла билән тонушуп чиқишқа тиришимиз.
абдулқадир молла 1948- йили 12- авғустта баңладешниң фәрийдбор райони әмир абад шәһиридә дунйаға кәлгән. әмир абадта башланғуч, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпләрни пүттүргәндин кейин, 1968- йили раҗендра иниститутини пүттүргән. 1975- йили дакка университетидин баклавурлуқ вә 1977- йили магистерлиқ униваниға еришкән. оқуш пүттүргәндин кейин, даккада дөләт игиликидики бир толуқ оттура мәктәптә вә миллий мудапиә толуқ оттура мәктипидә оқутқучилиқ қилған.
абдулқадир молла вә униңға берилгән өлүм җазаси һәққидә тохтилиштин илгири у мәнсуп болған партийә һәққидә, йәни ‹җамаәти исламий партийәси› һәққидә азрақ тохтилип өтүш муһим болса керәк. пакистан, һиндистан вә баңладештики җамаәти исламий партийәлириниң әсли мәнбәси бир болуп, уни 1941- йили 26- авғустта 20- әсир ислам дунйасиниң сәркә өлималиридин әбуләла мәвдуди бүгүнки дәвр мусулманлири арисида сағлам етиқадий асас бойичә кәң көләмлик ислаһат елип бериш мәқситидә һазирқи пакистанниң, өз вақтидики һиндистан йерим арилиниң лаһор шәһиридә қуруп чиққан. 1948- йили пакистан ислам җумһурийити қурулғандин кейин, сәпдашлири билән бирликтә лаһорға қайтип кәлгән вә бу тәбиий өзгириш нәтиҗисидә җамаәти исламийниң һиндистан тәрәптә қалған қанити һиндистан җамаәти исламийси, пакистан тәрәптикиси пакистан җамаәти исламийси сүпитидә паалийитини давамлаштурған. 1971- йили пакистанниң шәрқий қисми йәни һазирқи баңладеш айрилип чиқип мустәқиллиқини елан қилғандин кейин истихийлик һалда баңладеш җамаәти исламий партийәси шәкилләнгән.
әмди баңладеш җамаәти исламий партийәсиниң муавин баш катипи абдулқадир моллиға қаритилған әйибләшләр вә берилгән өлүм җазаси һәққидә тохтилип өтәйли. абдулқадир молла вә сәпдашлири, 1971- йилидики баңладешниң пакистандин айрилип чиқиш һәрикитигә пүтүн күчи билән қарши чиққан вә буниң мусулманларни парчилаш вә униң күчини аҗизлаштуруштин башқа нәрсигә йаримайдиғанлиқи пикрини оттуриға қойған. инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш билән мунасивәтлик 6 түрлүк әйибләшниң бәши билән қарилинип өлүмгә һөкүм қилинған абдулқадир молла, мустәқиллиқ уруши әснасида ‹әлбәдир биригадаси› ға әза болған.
абдулқадир молла баңладиштики көзгә көрүнгән мусулман журналистларниң бири болуп, The Dayli Sangram күндилик гезитиниң баш тәһрири болупму ишлигән. 1986 вә 1996- йиллири икки қетим парламент әзалиқиға намзат болған.
абдулқадир молла, 2010- йили баңладеш һөкүмити тәрипидин қуруп чиқилған хәлқара уруш җинайәтлири сот мәһкимиси тәрипидин 2013- йили феврал ейида 1971- йилидики мәзкур уруш әснасида инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш вә 344 нәпәр қоралсиз пуқраниң өлтүрүлүшидә түрткилик рол ойнаш билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған җамаәти исламий рәһбәрлириниң бири болуп һесаблиниду. әйибләшләрни рәт қилған молла, үстидин чиқирилған һөкүмниң бикар қилиниши үчүн йуқири сотқа әрз сунған. йуқири сот, 2013- йили 17- сентәбир күни моллиниң муддәтсиз қамақ җазасини өлүм җазасиға өзгәрткән.
баңладешниң көзгә көрүнгән өлималириниң бири болған абдулқадир моллиниң өлүмгә һөкүм қилиниши баңладеш шундақла мусулман аләминиң көплигән җайлирида қаттиқ наразилиқларға учриди. түркийә, әнглийә, қатар, германийә, тунис қатарлиқ әлләрниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т), хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, һәр саһә иҗтимаий күчләр башқурушидики тәшкилатларниң қаттиқ наразилиқ билдүрүшлиригә қаримай, 12- декабир кәчтә дарға есилған 65 йашлиқ абдулқадир молла, баңладештики һакимийәткә қарши байрақдар исламий өктичи болуп һесаблиниду.
түркийә баш министири әрдоған баңладеш баш министири шәйхә һәсийнәгә телефон қилип, абдулқадир моллиға берилгән өлүм җазасиниң бикар қилиниши үчүн тиришчанлиқ көрситишини тәләп қилған болсиму, баңладеш даирлири молла абдулқадирға берилгән өлүм җазасини әрдоған телефон қилған күни кәчтә дакка түрмисидә дарға есип иҗра қилди вә җәсити аилисигә тапшуруп берилгән моллиниң намизи сәһәр саәт 4 тә оқулуп йәрликкә қойулди. баңладеш даирилири моллиниң тиләклириниң орундилишиға рухсәт қилмиди. у намизини пәрзәнтлиридин бириниң оқушини тәләп қилғаниди.
хәлқара кәчүрүм тәшкилати абдулқадир моллиға берилгән өлүм җазасиға ‹уйилишқа тегишлик бир иш› дәп баһа бәрди. мәзкур тәшкилатта вәзипә өтәйдиған бингаллиқ тәтқиқатчи аббас фаиз «бу өлүм җазаси иҗра қилинмаслиқи керәк иди. чүнки, өлүм җазаси кишилик һоқуқни очуқтин очуқ дәпсәндә қилиштур» деди.
абдулқадир моллиниң адвокати таҗулисламниң анатолийә агентлиқиға бәргән байанатиға асасланғанда, у өлүм җазасидин илгири «улар мени бир исламий партийәниң рәһбири болғанлиқим үчүн өлтүрмәкчи. мән мутләқ һалда һечқандақ җинайәт садир қилмидим. мени мусулман болғанлиқим үчүн дарға асиду. бу һөкүмәт маңа қаритилған әйибләшләрниң һечбирини садир қилмиғанлиқимни билидиған болушиға қаримай, мени өлтүрүш пикридә чиң турмақта.» дегәнләрни қәйт қилған. у йәнә айали пийори ханимға йазған мәктубида өзиниң өлүм җазасиға һөкүм қилинишиниң пәрдә арқисида һиндистанниң барлиқини әскәртип мунуларни йазди: «..һөкүмәт ахирқи пәйтлирини баштин кәчүрүватқанлиқи үчүн болса керәк, бу пәскәш җинайәтни садир қилишқа алдиримақта... түнүгүн һиндистан дипломатийә министири пәқәт авами лиги (һәсинә вәҗидниң партийәси) ни җасарәтләндүрүш биләнла қалмиди, әйни вақитта муһәммәд әршадқиму бесим ишләтти. уни җамаәти шибир (җамаәти исламий партийәсиниң йашлар қанити) ниң күчийип кетишидин агаһландурди. бу, җамаәти шибирдин қорқуш вә униңға болған нәпрәт һиндистанниң һәммә йерини қаплап кәткәнликини көрситип бериду. баштин бери дәп кәлгинимдәк, бизгә қарши чиқирилған барлиқ қарарлар әслидә һиндистан тәрипидин пиланлиниду. авами лиг халисиму буниңдин қайталмайду. чүнки, уларниң һакимийәтниң бешиға келиши һиндистанға тәслим болушлирини арқа көрүнүш қилиду...»
өлүм җазаси иҗра қилиништин илгири йоқлап барған туғқанлири арқилиқ қоллиғучилирини зораванлиқ вәқәлиридин йирақ һалда қаршилиқ көрситишкә чақирған моллиниң «исламий һәрикәтни мениң өлтүрүлүшүм билән тохтитип қалғили болмайду. әксичә у һөкүмәтниң ағдурулушини асанлаштуруш үчүн күчәйгән болиду. кишиләрниң дуа қилишини тәләп қилимән. аллаһқа мениң һайатимниң бәдилигә исламий һәрикәтниң дөләтниң игилик һоқуқ вә мустәқиллиқини муһапизәт қилиши үчүн дуа қилимән.» дегәнлики қәйт қилинди.
билдүрүлишичә, өлүм җазасиға ‹шеһитлик› дәп қарайдиғанлиқини әскәрткән абдулқадир молла, «һечқандақ нәрсиниң буниңдин йахши болалмайдиғанлиқи» ни билдүргән.
моллиниң қолға елиниши билән башлинип өлүмгә һөкүм қилинишиғичә давамлишип кәлгән наразилиқ намайишлири, өлүм җазаси иҗра қилинғандин кейин бирдинла әвҗ елип кәтти. тоқунушларда онларчә адәм өлди, нурғунлиған иқтисадий зийан көрүлди. баңладишниң ички вәзийити қалаймиқанлашти. баңладишниң буниңдин кейинки вәзийитиниң тинчиш йаки тинчимаслиқи нөвәттә сотлиниватқан җамаәти исламий партийәси рәһбәрлиригә берилидиған һөкүмләргә бағлиқтәкла қилиду. әлвәттә, буни келәчәк бәлгиләйду.
һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йуқирида ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ сәһипимиз бойичә 2013- йили 12- айниң 12- күни өлүм һөкүмнамиси дарға есип иҗра қилинған баңладеш җамаәти исламий партийәсиниң муавин баш катипи абдулқадир молла билән тонушуп чиқтуқ. алдимиздики һәптә 2014- йилиниң 11- йанвар күни вапат болған исраилийәниң сабиқ баш министири ариел шаронниң һайати вә дунйа әллириниң шарон һәққидики рәңдар қарашлири һәққидә тохтилип өтимиз. көңүл қойуп тиңшиғанлиқиңлар үчүн рәһмәт!


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر