нелсун манделланиң қисқичә һайати

пирограммимизниң биринчи бөлүмидә, әркинлик вә адаләтниң символи нелсон манделла билән имканийәтниң йар беришичә толуқ тонушуп чиқишқа тиришимиз.

80039
нелсун манделланиң қисқичә һайати

нелсун манделла (1)
(1918 – 2013)

әссаламу әләйкум, түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири! йахшиму силәр? алдимиздики бир йил бойичә һәр һәптиниң шәнбә күнлири һузуруңларда болидиған ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ дунйа күнтәртипидики муһим шәхсләр тонуштурулидиған мәзкур пирограммимизниң биринчи бөлүмидә, 2013- йили 12- айниң 5- күни вапат болғанлиқ хәвири билән дунйани чоңқур қайғуға салған ‹қара қитә› ниң виҗдани, әркинлик вә адаләтниң символи нелсон манделла билән имканийәтниң йар беришичә толуқ тонушуп чиқишқа тиришимиз.
нелсон манделланиң толуқ исми ролихлахла нелсон манделла, қәбилиси ичидики нами мадиба болуп, 1918- йилиниң 18- ийул күни җәнубий африқидики хоса миллитиниң тембу қанитиға мәнсуп бир қәбилә башлиқи аилисидә дунйаға кәлгән, йәни бир қара тәнлик ақсөңәк. ирқчи һакимийәткә қарши тәшкил қилған оқуғучилар һәрикәтлири йүзисидин қанун факолтетидики оқушини тохтитип қойушқа мәҗбур болуп қалди. 1937- йили һелдтавнға орунлашқандин кейин форт беавфорт иниститутида чала қалған оқушини давамлаштурди. аридин көп өтмәй сийасий паалийәтләргә арилашқанлиқи илгири сүрүлүп, мәктәптин һәйдәлди.
у 1942- йили витватерсранд университетини пүттүрүп, җәнуби африқа тарихидики тунҗи қара тәнлик адвокат болди. 1944- йили қара тәнликләрниң ирқий җәһәттин кәмситилишигә қарши күрәш қилиш мәқтисидә қурулған африқа миллий қурултийиға әза болған манделла, 1948- йили мәзкур тәшкилатниң йашлар қанитиниң баш катиплиқиға, 1950- йили мәзкур тәшкилатниң башлиқлиқиға сайланди.
манделла, һакимийәтниң ирқчил сийасәтлиригә қарши елип берилған кәң көләмлик паалийәтләрни тәшкиллигәнләрниң арисида алдинқи қатардин орун алди.
африқа миллий қурултийи сепидә хизмәт қилиш билән биргә оливиер тамбо билән бирликтә адвокатлиқ бийоруси ачти. җәнубий африқида қара тәнликләр ачқан мәзкур адвокатлиқ бийоруси үзүн өтмәйла ирқчилиқ қануниниң наһәқ җинайәтчилиригә айланған қара тәнликләрниң мәркизигә айланди.
манделла 1961- йили ‹милләтниң нәйзиси› дегән нам астида йеңи бир тәшкилат қуруп чиқти. тәшкилатниң муддиаси, ирқчи һакимийәткә қарши бузғунчилиқ қилиш паалийәтлирини мәркәз қилған қораллиқ күрәшни давамлаштуруш иди.
манделланиң тәшкилатниң гүллиниши үчүн һәрикәт қилиш, җәнубий африқиниң сиртиға чиқиш арқилиқ хәлқара саһә билән мунасивәт орнитиш вә қоллиғучи тепиш йолида өткүзгән қанунсиз һәрикәт қилиш җәрйани, 1962- йили авғустта қолға елиниши билән бирликтә ахирлашти.
манделла, қанунсиз шәкилдә иш ташлашқа чақириш вә инавәтлик паспорти болмай туруп җәнубий африқиниң сиртиға чиқиш билән әйиблинип 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.
1963- йили манделла роббен арилида қамақ җазасини тартиватқан әснада сақчилар африқа миллий қурултийиниң йәр асти мәркизини байқап қалди вә ‹милләтниң нәйзиси› тәшкилатиға мунасивәтлик бир қатар һөҗҗәт, һәрикәт пилани қатарлиқларни қолға чүшүрди.
манделла вә сәпдашлири сотта ‹җәнуби африқа җумһурийитини ағдуруп ташлаш үчүн йошурун пилан түзүш› билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди.
әнә шу күндин етибарән манделла, ирқий кәмситишкә қарши күрәш қиливатқан африқилиқ қара тәнликләрниң символиға айланди.
шундақ қилип, җәнубий африқида ақ тәнликләрниң ирқчилиқни тайанч қилған сийасий түзүлмисигә қарши елип барған күрәшлири йүзисидин 1962- йили 5- авғустта қолға елинған манделла, өмриниң 27 йилини түрмиләрдә өткүзди.
ирқчилиққа қарши күрәшниң дунйа миқйасида сүрәт билән кеңийиши нәтиҗисидә ирқий айримчилиққа қарши муҗадилиниң символиға айланған манделла, 1990- йили 71 йешида өз дәвриниң пирезиденти фредерик вилйем де клерк тәрипидин елан қилинған кәчүрүмниң сайисида әркинликкә еришти.
сийасий қариши демократик сотсийалист болған манделла, 1990- йилидин 1999- йилиғичә африқа мәмликәтлик кеңиши сийасий партийәсиниң башлиқи болди.
«дунйаниң әң мәшһур мәһбуси» дегән нам билән тонулған манделла, 1990- йили 11- февралда кәйп тавн түрмисидики 27 йиллиқ һайатиға хатимә бәрди вә җәнубий африқиниң демократийлишиши үчүн һәрикәт қилишни башлиди. манделланиң тиришчанлиқлири, 1992- йили 18- мартта клерк тәрипидин тәййарланған қара тәнликләргә тәң һоқуқлуқ пуқралиқ һоқуқиниң берилишини мәзмун қилған асасий қанун тәклипиниң хәлқ тәрипидин қобул қилинишидин кейин мурадиға йәткән болди.
қара тәнликләр һоқуқта баравәр пуқралар, дәп қобул қилинғандин кейин өткүзүлгән пирезидентлиқ сайламлирида пирезидентлиққа сайланған манделла, 1994- йили 10 – мартта қәсәм берип, дөләтниң тунҗи қара тәнлик пирезиденти болди.
пирезидентлиқ вәзиписини өтигән 5 йил бойичә дөләтниң йеңи асасий қанунини шәкилләндүргән манделла, илгири садир қилинған кишилик һоқуққа хилап қилмишларни тәкшүрүп бекитиш мәқситидә ‹һәқиқәт вә йаришиш комитети› ни қуруш тәшәббусиға йетәкчилик қилди.
вәзипә өтәш җәрйанида йәр ислаһатини қоллап – қуввәтлигән, йоқсуллуққа қарши күрәш қилиш вә сәһийә хизмәтлириниң омумлаштурулуши хизмәтлиригә алаһидә әһмийәт бәргән манделла, пирезидентлиқни йәнә бир мәзгил давамлаштуруш һәққидики тәклипләрни рәт қилип, орнини муавини табо мбәкигә бошитип бәрди. пирезидентлиқ вәзиписидин айрилғандин кейин, өзи қуруп чиққан ‹неслон манделла вәқфи› арқилиқ йоқсуллуқ вә әйдез кесәлликигә қарши көрәшкә халисанә һәссә қошқан манделла, кейинки мәзгилләрдә һәммә иштин қолини тартип, туғулған йурти кунуда һайат кәчүрүшкә башлиди. манделланиң 2011- йилидин кейинки һайати шу йили муптила болған нәпәс сеқилиш кесилини давалитиш билән өтти.
һайатида наһайити көп тинчлиқ мукапатиға еришкән манделла, ‹җәнубий африқидики ирқий кәмситишни тайанч қилған түзүмни тинч усулда ағдуруп ташлиғанлиқи вә йеңи бир демократик африқиниң ул тешини қойуш йолидики хизмәтлири› сәвәбидин 1993- йили 15- өктәбирдә клерк билән бирликтә нобил тинчлиқ мукапатиға лайиқ көрүлди.
«күрәш мениң һайатим. һайатимниң ахириғичә қара тәнликләрниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қилимән» дегән нелсон манделла, нобил тинчлиқ мукапатидин башқа 1962- йили ‹ленин тинчлиқ мукапати› ға, 1979- йили ‹неһру мукапати› ға, 1981- йили ‹бруно крейскй кишилик һоқуқ мукапати› ға, 1983- йили б д т пән- маарип, мәдәнийәт тәшкилатиниң ‹симон боливар мукапати› ға еришти.
мандела һайатида үч қетим өйләнди؛ у дәсләп 1944- йили евелйин нтоко масе билән өйләнди. 13 – йил давамлашқан мәзкур өйлүк – учақлиқ җәрйанида уларниң мадиба темби (1946-1969) вә макгато мандела (1950-2005) исимлик икки оғли вә исимлири маказивә мандела (1947-1953) исимлик икки қиз пәрзәнтлири болди. биринчи қизлири 9 айлиқ болғанда вапат болуп кәткәнлики үчүн иккинчисигә биринчи қизиниң исмини қойди. тунҗи оғли темби 1969- йили қатнаш вәқәсидә өлүп кәткәндә робен арилида түрмидә йетиватқан манделаниң җиназа мурасимиға қатнишишиға рухсәт қилинмиди.
иккинчи айали винне мадикизела – мандела, нелсон манделаниң бу айалдин болған иккинчи қизи (биринчи қизи зенани манделадур) зиндзисва 18 айлиқ болғанда йәни мандела робен арилиға елип кетилгәндин кейин қара тәнликләрниң рәһбәрлик вәзиписини үстигә алди. мандела 1990- йили түрмидин чиққандин кейин айали гөрүгә елиш, адәм өлтүрүш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип сотланди вә бу иш 1996- йили уларниң аҗришип кетишини кәлтүрүп чиқарди.
тунҗи қизи зенани свезланд шаһзадиси тумбумузи дламини билән өйләнгәндин кейин, униңға түрмидики дадисини йоқлишиға рухсәт қилинди.
нелсон мандела 80 йашқа киргән күни үчинчи айали грача мачел билән өйләнди. грача мачил музамбикниң сабиқ пирезиденти самора мачелниң 1986- йили айропилан қазасида өлгәндин кейин тул қалған айали иди.
вапатидин кейин мандела һәққидә кимләр немиләрни деди?
гәрчә исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһу берип – келиш чиқими еғир кәлгәнликини билдүрүп җиназа мурасимиға иштирак қилмиған болсиму, манделаниң вапати мутләқ көп сандики адәмләрни қайғуға салди. 90 дин артуқ дөләтниң дөләт йаки һөкүмәт рәһбәрлири мурасимға иштирак қилди. 95 миң кишилик тәнтәрбийә зали толуп ташти...
америка қошма иштатлири пирезиденти барак обама манделаниң вапатидин хәвәр тапқанда, «бүгүн у өйигә кәтти вә биз бу дунйадики әң тәсири күчлүк, җәсур вә интайин йахши бир инсандин айрилип қалдуқ. у әмди йалғуз бизниң заманимизғила әмәс, у заманларға мәнсуп бири» дегән болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи бан кимун, манделаниң ишиниш, тәсәввур қилиш вә бирликтә хизмәт қилиш арқилиқ инсанийәт вә адаләт үчүн немә ишларни қилғили болидиғанлиқини намайан қилғанлиқини ейтти.
әнглийә баш министири дйевид кәмерон мандела үчүн «дунйадин чоң бир нур өчти» деди.
һиндистан баш министири манмохан синг манделаниң өлүмигә «җәнубий африқа үчүн қанчилик йоқутуш болған болса, һиндистан үчүнму шунчлик йоқитиш болди» дәп тәбир бәрди.
шундақ, манделани ‹инсанийәтниң манделаси› қилған мусапиниң әң һалқилиқ нуқтиси, 1964- йилиниң ийун ейда ‹милләтниң нәйзиси› тәшкилатиниң башқа йолбашчилири валтер сисулу, говен мбеки, андрев млангени, биллй наир, елиас мотсоаледи, раймонд млаба, деннис голдберг вә әһмәд катарада билән бирликтә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши иди.
манделаниң роббен арилидики өзидин 11 йаш кичик түрмидеши, ғайидиши, сәпдеши әһмәд катарада униң вапатидин кейин мунуларни йазди: «сәндики мәнбәси мул болған сөйгү, аддий – саддилиқ, дуруслуқ, хизмәт қилиш туйғуси, кәмтәрлик, меһри – шәпқәт, җасарәт, йирақни көрәрлик, әпучанлиқ, баравәрлик вә адаләт туйғуси маңа вә охшашла дунйаниң һәр қайси җайлиридики милйонларчә инсанға алаһидә зор күч мәнбәси болди.
чеһриңдин қәти өксимәйдиған зориқиштин халий сәмимий тәбәссумлириң, әтрапиңдикиләргә болупму балиларға чачқан хошаллиқлар нуқсансиз иди. һәммидин муһими сән коллектип лидерлик, йаришиш, бирлик, әпучанлиқ, милләт инсани, ирқчи вә җинсийәтчи болмиған демократик җәнубий африқиға символлуқ қилдиң вә мәңгү шундақ қалисән.
сәндә мәнмәнлик вә кичиксинишниң тепилмаслиқи алдинқи пиландин орун алди вә бу нуқта сениң өктичи партийәләргә болған позитсийәңни шәкилләндүрди. у болсиму ‹улар дүшмән әмәс, сийасий рәқибләрдур› дегәндин ибарәт болди.
мән һайатта қалған вә дунйани йахши – йаман күнләрдә сән билән бирликтә өткүзгән болуштәк бир хил имтийазға игә болдум. узун бир сәпәр болди... өзүмни йоқитип қойғандәк шундақла толиму йалғуз һес қилмақтимән. тәсәлли тепиш, әркин нәпәс елиш вә тәвсийәлиригә қулақ селиш үчүн кимниң қешиға баримән?... әлвида ака, устазим, рәһбирим. пүтүн күч вә ирадимиз билән сән һайатиңни беғишлиған ғайә вә қиммәт – қарашларни йаритиш үчүн җәнуби африқа хәлқи вә дунйаға қошилидиғанлиқимиз тоғрисида вәдә беримиз...»

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йуқирида ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ пирограммимиз бойичә ‹қара қитә› ниң виҗдани, әркинлик вә адаләтниң символи нелсон манделланиң һайати билән тонушуп чиқтуқ. 


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر