сәуди әрәбистан тунҗи қетим айаллар гүзәллик мусабиқисигә қатнашти

сәуди әрәбистан тунҗи қетим малайшийада өткүзүлгән «2024-йиллиқ йәршари асийа ханим-қизлар» гүзәллик мусабиқисигә қатнашти.

2104952
сәуди әрәбистан тунҗи қетим айаллар гүзәллик мусабиқисигә қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң айалларниң сода дунйасиға қәдәм бесиши, машина һәйдиши, кино, консерт қатарлиқ паалийәтләргә қатнишиши қатарлиқ ислаһатларни елип барған тәхт вариси шаһзадиси сәлман, шәриәт билән башқурулидиған сәуди әрәбистанда тунҗи қетим бир айални гүзәллик мусабиқисигә қатнаштурди.

руми әлқәһтани исимлик ​​бир йаш қиз малайшийада өткүзүлгән «2024-йиллиқ йәршари асийа ханим-қизлар» гүзәллик мусабиқисигә сәуди әрәбистанға вакалитән қатнашти.

гүзәллик мусабиқисигә австралийә, борнео, һиндистан, һиндонезийә, йапонийә, тайланд, филиппин, сингапор, сәуди әрәбистан, вийетнам, бенгал, берма вә малайшийа қатарлиқ 12 дөләт вә райондин кәлгән 25 маһир қатнашти.

мусабиқидә филиппин маһири дийан шан маг биринчи болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر