«лавстрал» намлиқ сайаһәт парахоти аланйаға йетип кәлди

көпинчиси америкалиқ 180 сайаһәтчи билән 142 парахот хадими олтурған «лавстрал» намлиқ сайаһәт парахоти анталйа вилайитиниң аланйа наһийәсигә йетип кәлди.

2141143
«лавстрал» намлиқ сайаһәт парахоти аланйаға йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә байриқи қадалған, узунлуқи 142 метир келидиған, көпинчиси америкалиқ 180 сайаһәтчи билән 142 парахот хадими олтурған «лавстрал» намлиқ сайаһәт парахоти, айдин вилайитиниң қушадаси наһийәсидин йолға чиқип, аланйа портиға йетип кәлди.

сайаһәтчиләр аланйа наһийәси мәркизи вә тарихий орунларни зийарәт қилди.

«лавстрал» намлиқ сайаһәт парахоти кәчтә аланйа портидин йолға чиқип, анталйа портиға йетип бариду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر