нийу йорктики түрк өйи түркийә-коломбийә паалийтигә саһибханлиқ қилди

американиң нийу йорк шәһиридики түрк өйидә, түркийә билән коломбийә арисидики сайаһәтчилик, мәдәнийәт вә сәнәт мунасивәтлирини мәзмун қилған паалийәт өткүзүлди.

2000580
нийу йорктики түрк өйи түркийә-коломбийә паалийтигә саһибханлиқ қилди
turkevi.jpg
turkevi kolombiya kulturu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири:  түркийәниң нийу йорктики консулханисиниң саһибханлиқида, түркийә-коломбйә арисидики мәдәнийәт вә сәнәт мунасивәтлирини мәзмун қилған паалийәт өткүзүлди.

паалийәткә, түркийәниң нийу йоркта турушлуқ муавин консули тугай шән, мәзкур паалийәт арқилиқ түркийә-коломбийә арисида техиму йахши сайаһәт вә сода мунасивәтлири орнитишниң мәқсәт қилинғанлиқи билдүрди.

коломбийәниң нийу йоркта турушлуқ консули андрес меҗийа пизано түркийәниң бу паалийәткә саһибханлиқ қилғанлиқиға тәшәккүр ейтип, паалийәтниң икки дөләт арисида сайаһәтчилик, мәдәнийәт вә сода саһәлиридики мунасивәтләрниң техиму күчәйтилишини үмид қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.

паалийәт иштиракчилириға, түркийә вә коломбийәниң сайаһәт мәркәзлири тонуштурулғандин башқа әнәниви йемәк-ичмәклири сунулди. коломбийәниң уссул номурлири көрситилди.

коломбийәниң сәнәт номурлирида, бәш кишилик уссул гурупписи йуқири маһаритини көрсәтти. даңлиқ нахшчи алейа паалийәткә алаһидә рәң қошти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر