ташқи пиланетада адәм барму?

һиндистанниң пуне шәһиридики гигант метир-долқун радийо телескопи билән сәййарәләрни көзитиватқан алимлар, һидроген атомлири тәрипидин тарқалған йеңи радийо сигналини байқиди.

1935303
ташқи пиланетада адәм барму?

түркийә авази радийоси хәвири: канада мак гил университети вә һиндистан тәбиий пән иниститутиниң алимлири йеңи радийо сигналини байқиди.

алимлар 8 милйард 800 милйон йоруқлуқ йили йирақлиқтики «SDSSJ0826+5630» намлиқ саманйолидин кәлгәнлики әскәртилгән радийо сигналиниң һазирғичә байқалған сигналға қариғанда техиму йирақ нуқтиға йетип барғанлиқини билдүрди.

сигналниң каинат 4 милйард 900 милйон йашқа киргәндә тарқитилған дәп пәрәз қилиниватқанлиқи қәйт қилинди. алдинқи рекорт 4 милйард 100 милйон йоруқлуқ йили иди.

саманйоли йәршаридин йирақлашқанда радийо сигнали аҗизлайду вә һазирқи телескопларниң сигналларни байқиши тәскә тохтайду. бирақ, 12-айдики (2022) хан җәмәти астрономийә җәмийитиниң айлиқ доклатида елан қилинған йеңи байқашлар, техиму йирақ мусапиләрни тәтқиқ қилишниң мумкинлики тоғрисида кишигә үмид бериду.

йеңи байқашлар каинатниң дәсләпки мәзгиллирини техиму чоңқур чүшинишкә йол ечиши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر