аләм әхлитигә айланған сүний һәмраһ йәр шариға қайтип кәлди

америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) 1984-йили аләмгә қойуп бәргән радийатсийә сүний һәмраһи ербс (ERBS) йәр шари атмосферасиға қайтип кәлди.

1930665
аләм әхлитигә айланған сүний һәмраһ йәр шариға қайтип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: наса йиллардин буйан йәр шариниң әтрапида айланған вә 2005-йили вәзиписини тамамлап, аләм әхлити һалиға кәлгән 2 миң 500 килогирамлиқ сүний һәмраһниң, бериң (Bering) деңизи асминидин йәр шари атмосферасиға киргәнликини елан қилди.

сүний һәмраһниң көп қисминиң көйүп күл болғанлиқи тәхмин қилинмақта.

ербс сүний һәмраһи инсанлар паалийитиниң йәр шариниң радийатсийә тәңпуңлуқиға көрситидиған тәсирлирини өлчәштә муһим рол ойниди. буниңдин башқа, йәр шариниң қуйаштин сүмүргән йаки әкс әттүргән енергийә миқдари оттурисидики тәңпуңлуқни тәтқиқ қилиш үчүн пайдилинилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر