өтмүштики қорқунчлуқ әслимиләр адәм меңисидә қандақ сақлиниду?

алимлар йирақ өтмүштики қорқунчлуқ вә җараһәт әслимилириниң «алдинқи меңә» дә қандақ сақлинидиғанлиқини оттуриға қойди.

1924698
өтмүштики қорқунчлуқ әслимиләр адәм меңисидә қандақ сақлиниду?

түркийә авази радийоси хәвири: «нерва илмий хәвәрлири» ниң (Neuroscience News) хәвиригә қариғанда, калифорнийә унверсититидики бир гуруппа тәтқиқатчиларниң чашқан үстидә қилған тәтқиқатида, йирақ өтмүштә йүз бәргән қорқунчлуқ әслимиләрниң «алди меңә» дәп атилидиған постлақ қәвитидики әстә сақлаш нерва һүҗәйриси арисида «мәңгүлүк» сақлинидиғанлиқи байқалған.

бу тәтқиқатқа йетәкчилик қилған вә молекула биологийәси саһәсидики тәтқиқатлири билән тонулған пирофессор җүн-хйоң чо: «алди меңә ички қисмидики нерва һүҗәйрилири зәхимлиниш вәқәсидин кейин тәдриҗий күчийиду вә чоң меңә постлақ қәвитидә мәңгүлүк шәкил һасил қилишта һалқилиқ рол ойнайду. биз зәхимләнгән вақитта актип болған вә зәхмилиниш һадисиси есигә кәлгәндә қайта қозғилидиған алди меңә постлақ қәвитидики бир гуруппа нерва һүҗәйрисини ениқлидуқ» деди.

чашқанлар үстидә қилинған тәтқиқатларда, бу бир түркүм нерва һүҗәйрилириниң паалийити тохтитилғанда, қорқунчлуқ әслимиләрни есигә елишниң алдини алидиғанлиқи билдүрүлди.

бу тәтқиқат «тәбиәт нерва илмий журнили» да елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر