бу йиллиқ мәвлана җалалидин румини хатириләш паалийәтлириниң темиси «достлуқ вақти» дәп бекитилди

тәлиматлири, һекмәтлик сөзлири билән дунйаниң һәрқайси җайлирида зор қизиқиш қозғиған мутәпәккур мәвлана җалалидин руми вапат болғанлиқиниң 749 – хатирә йили һәр хил мурасимлар өткүзүлүп тәбриклиниду.

1904224
бу йиллиқ мәвлана җалалидин румини хатириләш паалийәтлириниң темиси «достлуқ вақти» дәп бекитилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлана җалалидин руми вапатиниң 749 – хатирә йилиниң бу йиллиқ темиси «достлуқ вақти» дәп бекитилди؛ конйа валийлиқ мәһкимиси йазма байанат елан қилип, бу йиллиқ мәвлана румини хатириләш паалийәтлириниң 7 – декабирдин 17 – декабирғичә давамлишидиғанлиқини уқтурди.

байанатта, бу йил 86 - қетимлиқи өткүзүлидиған мурасимлар даирисидә, мәвлана мәдәнийәт мәркизидә сама уссуллирини өз ичигә алған нурғун мәдәнийәт паалийәтлириниң өткүзүлидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر