әнглийә айал падишаһ үчүн бир минут сүкүттә турди

әнглийәдә 8-сентәбир (2022) вапат болған айал падишаһ 2-елизабетни хатириләш үчүн мәмликәт бойичә бир минут сүкүттә турулди.

1881509
әнглийә айал падишаһ үчүн бир минут сүкүттә турди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (2022-йили 18-сентәбир) әнглийәдә 96 йешида вапат болған айал падишаһ 2-елизабетни хатириләп мәмликәт миқйасида әнқәрә вақти 22.00, үрүмчи вақти 19-сентәбир саәт 01.00 дә бир минутлуқ сүкүттә турулди.

әнглийә баш вәзири лиз трас (Liz Truss) вә йолдиши хийу олерий (Hugh O'Leary) айал падишаһниң һайати вә у қалдурған мирасини ойлаш мәқситидә өткүзүлгән сүкүттә туруш паалийитигә, баш вәзирлик мәһкимисиниң 10-номурлуқ бинаси алдида қатнашти.

әнглийә айал падишаһи 2-елизабет 8-сентәбир дәм еливатқан шотландийәдики балморал қәләсидә вапат болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر