наса марста йәр тәвригәнликини елан қилди

америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) марста һазирғичә хатириләнгән әң чоң йәр тәврәшниң 5 бал икәнликини елан қилди.

1824804
наса марста йәр тәвригәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: наса 4-май (2022) марста йәр тәвригәнликини елан қилди.

билдүрүлишичә, марстики йәр тәврәш һәрикитини тәтқиқ қилидиған InSight әсваби 4-май марста 5 бал йәр тәвригәнликини байқиған. бу башқа пиланетада байқалған әң чоң йәр тәврәш болуп, алимлар йәр тәврәшниң мәркизини вә мәнбәсини бекитиш үчүн тәтқиқатлирини давамлаштурмақта икән.

алимлар бу хил тәбиәт вәқәлирини тәтқиқ қилип, марс һәққидә техиму көп мәлуматқа еришишни мәқсәт қилмақта.

InSight әсваби 2018-йили нойабирда марсқа йетип барғандин буйан 1 миң 313 қетимдин көп йәр тәврәшни байқиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر