спейс ексниң аләм учқучилири йәр шариға қайтти

америка аләм кемиси вә ракета ишләпчқарғучиси «3-спейс екс кру» (SpaceX Crew-3) ниң аләм учқучилири алтә ай турған хәлқаралиқ аләм понкитидин йәр шариға қайтти.

1822985
спейс ексниң аләм учқучилири йәр шариға қайтти

түркийә авази радийоси хәвири:  «Space.com» тор бетидә «3-спейс екс кру» учқучилириниң йәр шариға қайтқанлиқи елан қилинди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, америка аләм қатниши идариси-насаниң үч аләм учқучиси, йавропа аләм агентлиқиниң бир аләм учқучиси болуп җәмий төт нәпәр аләм учқучиси американиң флорида иштати деңиз тәвәликидики мексика қолтуқиға чүшти.

аләмгә 11-нойабир (2021) әвәтилгән аләм учқучилири «сәврчан» намлиқ әждерһа капсулида йәр шариға қайтип кәлди.

мәзкур аләм учқучилири хәлқара аләм понкитида йүзләрчә тәҗрибә ишләп, аләмдә пийадә маңди. қуйаш енергийәси батарийәлирини тәрәққий қилдуруш үчүн тәтқиқатларни қилди.

аләм учқучилириниң 4-май (2022) пиланланған йәр шариға қайтиши, һава райиниң начар болуши сәвәбидин кечиктүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر