кападокйадики музей вә харабиликләрни зийарәт қилғучиларниң сани% 54 ашти

кападокйадики музей вә харабиликләрни зийарәт қилғучиларниң сани бу йилниң биринчи чарикидә 305 миң 275 кә йетип, алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 54 ашти.

1807423
кападокйадики музей вә харабиликләрни зийарәт қилғучиларниң сани% 54 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: тәбиий, тарихий вә мәдәнийәт байлиқлири билән сайаһәтчиләрни җәлп қиливатқан нәвшәһирдики сайаһәт мәркизи кападокйа,  «ковид – 19» йуқуми мәзгилидики тинч басқучни арқида қалдурушқа башлиди.

бу йил йанвар, феврал вә март айлирида бу райондики музей вә харабиликләрни зийарәт қилғучиларниң сани, алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда көзгә көрүнәрлик дәриҗидә ашти.

вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәт идарисиниң санлиқ мәлуматлиридин топланған учурларға қариғанда, өткән йили биринчи пәсилдә музей вә харабиликләрниң зийарәт қилғучиларниң сани 197 миң 541 болуп, бу йил 305 миң 275 кә йетип, тәхминән% 54 ашқан.

бу йил биринчи пәсилдә, горәмә очуқ һава музейини зийарәт қилғучиларниң сани 94 миң 642 кә, зәлвә харабиликлирини  зийарәт қилғучиларниң сани 93 миң 793 кә, қаймақли йәр асти шәһирини зийарәт қилғучиларниң сани 51 миң 144 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر