«аслан, һүрқуш, йоқап кәткән алмас» намлиқ филим йавропада тамашибинлар билән йүз көрүшиду

түркийә радийо-телевизийә идариси — т р т ортақлишип ишлигән «аслан: һүрқуш йоқап кәткән алмас» намлиқ филим йавропада тамашибинлар билән йүз көрүшиду.

1780371
«аслан, һүрқуш, йоқап кәткән алмас» намлиқ филим йавропада тамашибинлар билән йүз көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: 7-йанвар түркийәдики киноханиларда тамашибинлар билән йүз көрүшүп, беләт сетиш санини бир милйондин ашурувәткән «аслан: һүрқуш, йоқап кәткән алмас» намлиқ филим йавропалиқ киносөйәрләр билән учришиду.

бүгүндин башлап германийәниң 30 шәһиридики 32 тийатирханида қойулидиған мәзкур филим, 18-феврал авистирийәниң үч шәһиридики охшимиған 4 киноханисида тамашибинлар билән көрүшиду.

2- айниң 24- күни данийәдә қойулидиған бу филимниң тәртип бойичә белгийә, голландийә, лийуксембург вә әнглийәдики киноханиларда қойулуши пиланланмақта.

картон түридики филим, маһир учқучи бовисидин мирас қалған алаһидә өзгичә айропилан «һүрқуш»ни әслигә кәлтүрүшкә урунуватқан, кәлгүсидә айропилан инженери болушни арзу қилидиған алмасниң йоқап кәткән мәшһур алмасни издәш сәргүзәштисини тема қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر