сайаһәтчиләр йеңи йилниң биринчи күни кападокйадики сайаһәт паалийәтлиригә қатнашти

йеңи йилни тарихий, мәдәнийәт вә тәбиий гүзәлликләр билән безәлгән кападокйада күтүвалған сайаһәтчиләр, йеңи йилниң биринчи күни кападокйадики сайаһәт паалийәтлиригә қатнашти.

1755485
сайаһәтчиләр йеңи йилниң биринчи күни кападокйадики сайаһәт паалийәтлиригә қатнашти
kapadokya.jpg
kapadokya.jpg
kapadokya.jpg
kapadokya.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сайаһәтчиләр, пәрибаҗалири, тәбиий қийалиқлар билән қапланған вадиләр, қйалиқларда ойуп йасалған тарихий мунастирлар, ғар меһманханилири вә түрлүк сайаһәт паалийәтлири билән даңлиқ кападокйа районида, иссиқ һава шарлири вә қуруқлуқ аптомобиллири билән сәйлә қилди.

2022-йилиниң тунҗи қуйашини көк йүзидә қарши алмақчи болған сайаһәтчиләр, күн чиққанда гөрәмә районидин кәйни-кәйнидин көтүрүлгән һава шарлири арқилиқ бу районниң гүзәлликлири билән тонушти.

бәзи сайаһәтчиләр егизликләргә чиқип, рәңгарәң шарлар билән безәлгән мәнзирә арисида хатирә сүрәткә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر