бийонтек ваксинасиниң омикрон варийантиға қарши үнүми төвәнлигән

җәнубий африқа җумһурийитидә қилинған илмий тәтқиқат нәтиҗиси, икки шишә файзер-бийонтек ваксинасиниң вухән вируси (Kovid-19) омикрон варийантиға қарши үнүминиң %33 икәнликини оттуриға қойди.

1747522
бийонтек ваксинасиниң омикрон варийантиға қарши үнүми төвәнлигән

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вирусиниң омикрон варийанти тунҗи болуп байқалған вә һазирниң өзидә әң хәтәрлик варийант болуватқан җәнубий африқадики дискавери истрахуанийә ширкитиниң, 2021-йили 15-нойабирдин 7-декабирғичә болған арилиқта 78 миң омикрон вәқәси үстидә қилған тәтқиқат нәтиҗиси елан қилинди.

нәтиҗигә асасланғанда, вухән вирусиниң делта варийантиға қарши үнүми %80 болған икки шишә файзер-бийонтек ваксинасиниң, омикрон варийантиға қарши үнүми %33 кә төвәнлигән. дохтурханида йетип давалинишқа қарши үнүми болса, %70 кә төвәнлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر