сәуди әрәбистанда тунҗи қетим хәлқаралиқ кино фестивали өткүзүлди

қизил деңиз хәлқара кино фестивали 12-айниң 15-күнигичә б д т маарип , илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) ниң дунйа мираси тизимликигә киргүзүлгән кона җиддәдә давамлишиду.

1744092
сәуди әрәбистанда тунҗи қетим хәлқаралиқ кино фестивали өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири:  қизил деңиз хәлқара кино фестивали 12-айниң 15-күнигичә б д т маарип , илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунескониң дунйа мираси тизимликигә киргүзүлгән кона җиддәдә давамлишиду.

фестивалниң ечилиш мурасимиға, нурғунлиған йәрлик вә чәт әллик сәнәткарлар вә филим ишлигүчиләр қатнашти.

әнгилийәлик режиссор җов райт (Joe Wright) ниң музикилиқ филими «сирно» (Cirno) ниң қойулуши билән башланған фестивал ахирида, мисирлиқ режиссор амр сәламниң «методтин чиқиш» (Out of the Method) намлиқ филими тамашибинлар билән йүз көрүшиду.

 

фестивалда 67 дөләттин 34 хил тилда 138 узун вә қисқа филимләрниң көрситилиши пилан қилинди.

 

қизил деңиз хәлқара кино фестивали сәуди әрәбистанда 2018-йили тунҗи кинохана ечилғандин кейин, тунҗи хәлқаралиқ кино фестивали болуш алаһидиликигә игә. фестиевал әслидә 2019-йили өткүзүлүши пилан қилинған болуп, вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 2021-йилиға кечиктүрүлгән иди.

сәуди әрәбистанда биринчи кинохана вәлиәһди шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң буйруқи билән 2018-йили ечилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر