наса йәр шариға охшайдиған бир пиланетани байқиди

америка аләм қатниши идариси-наса(NASA) кишини һайаҗанға салидиған бир байқашни елан қилди.

1655308
наса йәр шариға охшайдиған бир пиланетани байқиди

түркийә авази радийоси хәвири: насаниң «җет прополшин» (Jet Propulsion) тәҗрибиханиси вә йеңи мексика универстетиниң алимлири «қизил пәтәк» дәпму атилидиған M  пәтәк йултузиниң орбетасида айлинидиған «TOI-1231 b» ташқи пиланетани байқиди.

наса ениқ болмиған атмосфераси бар пиланетаниң йәр шариға интайин охшайдиғанлиқини елан қилди.

алимлар «TOI-1231 b» пиланетаниң радиоси вә массисини өлчәш арқилиқ атмосфераниң немә үчүн пәйда болғанлиқи тоғрисида муһим мәлуматларға еришти.

атмосфераси тәхминән 57 гирадус болған «TOI-1231 b» пиланетасидики зич булутлар, пиланетада су болуши мумкинликини билдүриду.

насаниң тәтқиқатчиси җеннифер берт (Jennifer Burt): «кейинки көзитишлиримиз, бу илман пиланеталарниң әтрапида су булутлириниң пәйда болушиниң қанчилик омумлашқан йаки аз икәнликини билишимизгә имканийәт йаритип бериду» деди.

«TOI-1231 b» пиланетасиниң ғайәт зор һидроген йаки һидроген-гелий атмосферасиға вә йаки қойуқ су һори атмосферасиға игә болуш мумкинлики қәйт қилинмақта.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر