данийәдә  3000 йиллиқ тарихқа игә қилич тепилди

данийәниң фунен арилида елип берилған археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири давамида, мис дәвридин қалған 3000 йиллиқ тарихқа игә қилич тепилди.

1603884
данийәдә  3000 йиллиқ тарихқа игә қилич тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: еғирлиқи 1.3 килогирам келидиған бу қилич, археологлар тәрипидин оденсе шәһәрлик музейдин тепилди.

музейниң башқурғучиси җеспер һансен, қиличниң йәнила өткүр вә интайин аз учрайдиған йадикарлиқ икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, қиличниң нәзир - чирағ сүпитидә рәхт билән оралған һалда көмүлгәнликини қәйт қилди.

қиличниң тутқучиниң йағач, пил чиши вә мүңгүздин йасалғанлиқини  әскәрткән музей мәсуллири,  қиличтин әвришкә елиниш арқилиқ йешиниң ениқ бекитилидиғанлиқини байан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر