2021 – йили «истиқлал марши йили» болиду

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңиши 2021 – йилини «истиқлал марши йили» қилип бекитти.

1551138
2021 – йили «истиқлал марши йили» болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңиши, парламент башлиқи мустафа шәнтоп вә 5 сийасий партийәниң имзаси билән сунулған тәклинамә арқилиқ 2021 – йилиниң, «истиқлал марши йили» болушини қарарлаштурди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңишида, парламент башлиқи мустафа шәнтоп тунҗи имза саһиби болған вә адаләт вә тәрәққийат партийәси, җумһурийәт хәлқ партийәси, хәлқләрниң демократик партийәси, миллийәтчи һәрикәт партийәси вә ийи партийә (йахши партийә) тәрипидин имзаланған тәклипнамә арқилиқ, 2021 – йилиниң «истиқлал марши йили» болуши нишан қилинған қарарнамә қобул қилинди.

қарарнамә арқилиқ, 2021 – йли «истиқлал марши йили» болиду. 2021 – йили бойичә барлиқ дөләт орунлири вә органлири тәрипидин истиқлал маршиниң уқуми вә «мустәқиллиқ уруши» ниң әһмийитини тонуштуруш мәқситидә, хәлқниң вә аммиви тәшкилатларниң иштирак қилишида, «истиқлал марши» ниң қобул қилиниши вә миллий шаир мәһмәт акиф әрсойни хатириләш паалийәтлири өткүзүлиду.

тәклинамидә, 2021 – йилиниң «истиқлал марши йили» қилип бекитилиш сәвәбиниң, истиқлал маршиниң, бүйүк шаир вә дава әрбаби мәһмәт акиф әрсойниң, өз вақтида анадолуниң һәрқайси җайлирида давамлишиватқан миллий күрәш роһи вә пидакарлиқни әкс әттүргән, һәмдә ашу мислисиз күрәшкә җушқун кәйпийат вә һайаҗан қазандурған аләмшумул әсири икәнлики билдүрүлди.

«истиқлал марши» ниң залимға, ишғалчиға вә мустәмликичигә баш әгмигән вә дунйаға дуел елан қилған бир тиркишиш дастани икәнлики тәкитләнгән тәклипнамидә, мәһмәт акиф әрсойниң мираслириниң, миллий күрәшниң роһиға вәкиллик қилидиған, пәқәт еғизидила әмәс, уқуми вә һәқиқити биләнму һәрдаим йашап келиватқан бир хил җушқун кәйпийат вә һайаҗанни әкс әттүридиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر