уғур шаһин билән өзләм түрәҗи көчмәнләрниң үлгиси болди

хәлқара көч тәшкилати (IOM) ниң 111-нөвәтлик кеңәш йиғинида, вухән вируси(Kovid-19) ға қарши ваксина тәтқиқ қилип йасиған германийәлик түрк алимлардин уғур шаһин вә өзләм түрәҗиниң мувәппәқийити үлгә көрситилди.

1533909
уғур шаһин билән өзләм түрәҗи көчмәнләрниң үлгиси болди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т көч тәшкилатиниң баш директори антонийо виторино (AntonioVitorino) тәшкилатниң җәнвә шәһиридики мәркизидә өткүзүлгән кеңәш йиғинида сөз қилди.

у вухән вирусиға қарши кшини әң үмидләндүридиған ваксиналардин бирини тәтқиқ қилип йасап чиққан алимлардин иккисиниң түркийәлик көчмәнләрниң балилири болушиниң, көчниң һәқиқәтәнму һәммә кишигә артуқчилиқларни елип келәләйдиғанлиқини көрситидиғанлиқини билдүрди.

уғур шаһин 1965-йили түркийә искәндерунда туғулған болуп, төт йешида аниси уни елип  германийәдә форд фабрикасида ишләйдиған дадисиниң йениға, йәни көлнға көчүп кәлгән. у тиббий кәсиптә оқуғандин кейин, рак кесәлликлири тәтқиқати билән шуғулланған. униң 2019-йили қолға кәлтүргән тәтқиқат нәтиҗиси, германийә рак кесәлликлири җәмийитиниң мукапатиға еришкән иди.

уғур шаһинниң айали доктор өзләм түрәҗи истанбулдин германийәгә көчкән дохтур аилиниң қизи болуп, у оқуш пүттүргән һамбургдики саарланд универстетида уғур шаһин билән тонушқан.

германийәдә бийо технологийә ширкити «бионтек» вухән вирусиға қарши тәтқиқ қилип йасиған ваксина үнүминиң %95 кә йәткәнликиниң елан қилиниши билән, ширкәтниң қурғучилири болған түркийәлик көчмән балилири пирофессор доктор уғур шаһин вә айали доктор өзләм түрәҗи, инсанийәткә үмид беғишлиған мувәппәқийәткә еришкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر