фирансийәдә җамәгә исламға қарши хәтләр йезилди

фирансийәниң ғәрбий җәнубидики аген мәһәллисидә җамәниң темиға исламға қарши хәтләр йезип қойулди.

1462226
фирансийәдә җамәгә исламға қарши хәтләр йезилди

+ түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, фирансийәниң ғәрбий җәнубидики аген мәһәллисидә җамәниң темиға исламға қарши хәтләр йезип қойулған вә киресит бәлгиси сизилған.

фирансийә ички ишлар министири гералд дарманин, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, җамәгә қилинған һуҗумни әйибләйдиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, бу һуҗумларниң җумһурийәтниң қиммәт қаришиға хилап икәнликини, агендики мусулманлар билән һәмкарлиқ ичидә икәнликини қәйт қилди.

фирансийәдики мусулманларниң мәркизий тәшкилати болған фирансийә ислам кеңиши тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, җамәниң темиға исламға қарши хәтләрниң йезилиши қаттиқ әйибләнди.

дөләтниң чолет шәһиридиму, май ейида җамәмниң темиға «өлүм тәһдити» ни өз ичигә алған хәтләр йезилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر