ислам дәвригә аит археологийәлик байқаш

қатарда қәдимки ислам дәвригә аит археологийәлик саһә байқалди.

1158020
ислам дәвригә аит археологийәлик байқаш
katar islam-arkeoloji1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: қатар  музей – мәдәнийәт йурти тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «қатардики лондон университети академийәсиниң һәмкарлиқида дөләтниң ғәрбидики йуғби районида елип берилған археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири нәтиҗисидә, қәдимки иислам дәвригә аит археологийәлик саһә байқалди.»

байанатта, сасанилар сулалиси дәвриниң ахирлириға тоғра келидиған вә милалидидин кейинки 538 – 670 – йиллири бәрпа қилинғанлиқи пәрәз қилиниватқан саһәдә,  һазирғичә сақлинип қалған бинакарлиқ йадикарлиқлириниң, әмәвиләр сулалиси дәври (миладидин кейинки 661 – 750 – йиллар) гә  аит икәнлики әскәртилди.  

саһәдә байқалған йадикарлиқлар арисида миладидин кейинки 7 – вә 8 – әсирләргә аит  сапал вә фарфур қурулуш буйумлири, қәдимки ислам дәвригә аит әйнәкләрниң қалдуқлири,  металлар,  таштин йасалған қутилар вә овчилиқ сайманлириниң барлиқи қәйт қилинған байанатта, бу байқашниң,  қатар музей – мәдәнийәт йуртлири билән қатардики лондон университети академийәси оттурисида «қистаңчилиққа толған чөл – байаван» нами астида буниңдин 3 йил илгири ишқа кириштүрүлгән лайиһә даирисидики археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири давамида оттуриға чиққанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر