әрдоған «пайтәхт абдулһәмид» намлиқ телевизийә тийатирини експорт қилишниң зөрүрийитини тәкитлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, т р т 1 қанилида тарқитилишқа башлиғандин буйан тамашибинларниң күчлүк қизиқишиға еришкән «пайтәхт абдулһәмид» намлиқ телевизийә тийатири тоғрисида тохталди.

908057
әрдоған «пайтәхт абдулһәмид» намлиқ телевизийә тийатирини експорт қилишниң зөрүрийитини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, т р т 1 қанилида тарқитилишқа башлиғандин буйан тамашибинларниң күчлүк қизиқишиға еришкән «пайтәхт абдулһәмид» намлиқ телевизийә тийатириниң охшаш болмиған тилларға тәрҗимә қилинип, дунйаниң һәр қайси җайлириға тез сүрәттә експорт қилиниши керәкликини ейтти.

җумһур рәис әрдоған, истанбулдики йилдиз (йултуз) сарийида өткүзүлгән «вапатиниң 100 – йилида султан абдулһәмидни чүшиниш» намлиқ паалийәттә сөз қилип, бир милләтни мәвҗут қилидиған амилниң униңға әслимә вә характер беғишлиған нәрсиләр, тарихий вәқәләр җуғланмисидин тәшкил тапидиғанлиқини ейтти.

түрк тарихидин иптихарлинидиғанлиқлирини, һәр милләтниң бундақ бир тарихқа игә әмәсликини тәкитлигән әрдоған, өтмүштин савақ елишқа сәл қаримай кәлгәнликлирини әскәртти.

абдулһәмид ханға әң катта йирақни көрәр вә истратегийәлик аңға игә затларниң бири, дәп қарайдиғанлиқини қәйт қилған әрдоған, «абдулһәмид ханниң <бирлик вә баравәрлик һәрқандақ күчтин үстүндур> дегән сөзи һазирму дөләт вә хәлқ болуп, бизниң барлиқ хизмәтлиримизгә йетәкчи болушни давамлаштурмақта» деди.

«пайтәхт абдулһәмид» кә охшаш бир телевизийә тийатирини көрүрмәнләр билән дидарлаштурған т р т ғиму миннәтдарлиқини билдүргән әрдоған, бу телевизийә тийатириниң дунйаниң охшаш болмиған әллиригә сүрәт билән експорт қилиниши керәкликини тәкитлиди.

әрдоған, тарихчи пирофессор доктор илбәр ортайлиниң тәбири бойичә, дунйаниң әң ахирқи аләмшумул императори дегән намни қалдуруп кәткән султан абдулһәмидни рәһмәт ичидә әсләйдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر