дунйа базирида түрк чатма телевизийә тийатирлири базар тапти

мәдәнийәт вә сайаһәтчилик ишлири муавин министири һүсәйин йайман дунйа базирида түрк чатма телевизийә тийатирлириниң базар тепиватқанлиқини билдүрди.

865151
дунйа базирида түрк чатма телевизийә тийатирлири базар тапти

түркийә авази радийоси хәвири: мәдәнийәт вә сайаһәтчилик ишлири муавин министири һүсәйин йайман дунйа миқийасида америкида ишләнгән көп қисимлиқ телевизийә тийатирлиридин қалса түркийәдә ишләнгән көп қисимлиқ телевизийә тийатирлириниң әң көп сетиливатқанлиқини билдүрди.

йайман йавропалиқ түрк демократчилар уйушмисиниң данийә шөбәси билән мустәқил сода-санаәтчиләр уйушмисиниң данийә шөбәси бирлишип уйуштурған «динлар, тиллар вә мәдәнийәтләрниң бөшүки анадолу»темилиқ йиғинда сөз қилди.

һүсәйин йайман буниңдин кейин мәдәнийәт-сәнәт саһәсидә техиму көп хизмәт қилидиғанлиқлирини әскәртти.

мәдәнийәт вә сайаһәтчилик ишлири муавин министири йайман, кәлгүсидә тарихқа мунасивәтлик телевизийә тийатирлириниң техиму көп көрүлидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «һәм түркчини өгиниш һәмдә түркийәниң һекайисини байан қилиш нуқтисидин түрк телевизийә тийатирлири толиму муһим орунда туриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر