германийәдә натсистчә салам қилған хитай сайаһәтчиләрниң ақивити

германийәгә сайаһәткә кәлгән хитай сайаһәтчиләрниң рәсимгә чүшкәндә натсистчә салам қилғанлиқи үчүн җазаға учриғанлиқи билдүрүлди.

785041
германийәдә натсистчә салам қилған хитай сайаһәтчиләрниң ақивити

түркийә авази радийоси хәвири: хитай сайаһәтчиләр пайтәхт берлинда федератсийә парламенти алдида рәсимгә чүшкәндә натсистларниң салимини қилди. 36 вә 49 йашлиқ икки хитай сайаһәтчи бу һәрикити сәвәбидин сақчилар тәрипидин қолға елинди. сайаһәтчиләр қанунға хилап «символлуқ һәрикәтләрни қилғанлиқ җинайити» билән әйиблинип сорақ қилинғандин кейин, 500 йавро җәриманә төләп җазадин қутулди.

германйәдә натсистларниң салимини қилиш, қанунға хилап символлуқ һәрикәтләр һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر