бултур мәвлана җалалиддин руми музейи әң көп зийарәт қилинди

бултур мәвлана җалалиддин руми музейи түркийә бойичә әң көп зийарәт қилинған музей болди.

643248
бултур мәвлана җалалиддин руми музейи әң көп зийарәт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: конйада мәвлана җалалиддин руминиң мәқбәрси болған мәвлана музейини 2016-йили йәрлик вә чәт әллик болуп 2 милйон 429миң 31 сайаһәтчи зийарәт қилди.

зийарәтчи сани йилдин-йилға ешип бериватқан мәвлана музейини, 2014-йили 2 милйон 89миң 41, 2015-йилиму 2 милйон 571миң 2678 киши зийарәт қилди.

бултур музей вә зийарәтчи саниниң көплүки җәһәттин конйа истанбулдин қалса иккинчи қатардин орун алди.

конйа мәдәнийәт вә сайаһәтчилик идариси абдусәттар йарар, мәвлана музейини 2016-йилиму миңларчә кишиниң зийарәт қилғанлиқини ейтип мундақ деди: «мәвлана музейи бу йил топкапи вә айасофйа музейлириниң алдиға өтүп, зийарәтчи сани җәһәттин түркийәдики музейлар ичидә биринчи қатардин орун алди.»

абдусәттар йарар мәвлана җалалиддин руминиң идийәлирини техиму көп кишигә йәткүзүш мәқситидә  алий мәктәпләр, аммиви тәшкилатлар, дөләт органлири қатарлиқ орунларниң вәкиллири қатнишидиған йиғин чақиришни пиланливатқанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر