үчинчи тәтқиқат сүний һәмраһи мувәппәқийәтлик қойуп берилди

йавропа аләм бошлуқи оргининиң пүткүл дунйани көзитидиған үчинчи тәтқиқат сүний һәмраһи Sentinel - 3A мувәппәқийәтлик қойуп берилди.

434362
үчинчи тәтқиқат сүний һәмраһи мувәппәқийәтлик қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа аләм бошлуқи оргининиң пүткүл дунйани көзитидиған үчинчи тәтқиқат сүний һәмраһи Sentinel - 3A мувәппәқийәтлик қойуп берилди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, сүний һәмраһниң дөләтниң шималидики арһаңгелск райониға җайлашқан плесетск аләм бошлуқи базисидин шу җай вақти саәт 20.58 дә қойуп берилгәнлики вә Sentinel-3A намлиқ сүний һәмраһиниң йәр йүзидин 800 километир егизликтики орбетисиға мувәппәқийәтлик һалда йетип барғанлиқи әскәртилди.

игилинишичә, деңиз йүзиниң су иссиқлиқ дәриҗиси, рәңги, егизлики, муз қатлиминиң қелинлиқи қатарлиқларни өлчәйдиған сүний һәмраһ йәр шари характерлик килимат өзгириши вә окйанларни тәтқиқ қилишта муһим рол ойнайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر