америка тәйвән, украина вә исраилийәгә 95 милйард долларлиқ йардәм беридиған болди

америка авам палатасида өткүзүлгән беләт ташлашта, украина, исраилийә вә тәйвәнгә 95 милйард долларлиқ йардәм тәклипи қобул қилинди.

2130273
америка тәйвән, украина вә исраилийәгә 95 милйард долларлиқ йардәм беридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһурийәтчиләр партийиси көп санлиқни игиләйдиған авам палатаси, украина һөкүмитиниң русийәгә қарши урушта байлиқ записи ерип кетиш алдида турған бир пәйттә, 6 айлиқ сийасий қатмаллиққа хатимә берип, исраилийә вә тәйвәнгә қилинидиған йардәмләрни қошқанда җәмий 95 милйард долларлиқ йардәм бериш қанун лайиһисини тәстиқлиди.

авам палатасиниң җумһурийәтчи башлиқи майк җонсон демократчилар билән бирликтә һәрикәт қилип, өз партийисидики қарши пикирләрни бастурди вә бу қанун лайәһиси икки партийәниң тәң қоллиши билән 122рәт авазға қарши 311 қоллаш белити билән қобул қилинди.

америка пирезиденти җо байдин вә демократчилар көп санлиқни игиләйдиған кеңәш палатасиниңму бу йардәм пиланини сәйшәнбә күни тәстиқлаш еһтимали барлиқи мөлчәрләнмәктә.

авам палатаси мақуллиған 95 милйард долларлиқ йардәм пилани, украинаға 61 милйард доллар йардәм бериштин башқа йәнә, исраилийәгә 26 милйард доллар, һинди-тинч окйан районидики тәйвәнниң бихәтәрлики үчүн 8 милйард доллар йардәм беришни өз ичигә алиду.

исраилийәгә аҗритилған 26 милйард долларлиқ йардәм пилани ичидики 9 милйард долларниң болса, ғәззә қатарлиқ һәр қайси уруш районлириға йоллинидиған инсанпәрвәрлик йардәм бойумлириға иштилиши пиланланмақта.

бу арилиқта исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу иҗтимаий алақә торида америка авам палатасидики беләт ташлашта исраилийәгә 26 милйард долларлиқ тарихий әһмийәткә игә йардәм пиланиниң қобул қилинғанлиқиға рәхмәт ейтти.

нетанийаһу йазмисида, америка авам палатасиниң исраилийә «қәдирләйдиған» йардәм пиланини мақуллишиниң демократчилар вә җумһурийәтчиләрдин ибарәт һәр икки партийәниң исраилийәни қоллап қуввәтләнгәнликини шундақла ғәрб мәдәнийитини қоғдашни намайан қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر