исраилийә қисимлириниң ливанниң җәнубида қилған һава һуҗумида 9 киши йариланди

ливанниң рәсмий хәвәр агентлиқи «NNA» ниң хәвиригә асасланғанда, исраилийә уруш айропиланлири сур шәһиригә қарашлиқ сиддиқин йезисида бир өйгә һавадин һуҗум қилған.

2127678
исраилийә қисимлириниң ливанниң җәнубида қилған һава һуҗумида 9 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә айропиланлириниң  сиддиқин йезисида бир өйни бомбардиман қилғанлиқи билдүрүлди.

бомбардиманда, өйниң пүтүнләй вәйран болғанлиқи, тоққуз кишиниң йариланғанлиқи вә әтраптики нурғун өйләрниңму еғир бузғунчилиққа учриғанлиқи әскәртилди.

йариланғанларниң қутқузуш аптомобили билән райондики әң йеқин дохтурханиға йәткүзүлгәнлики тәкитләнди.

исраилийә қисимлириниң йәнә, ливан чеграсиға җайлашқан тайр харфа, әддухайра, ләббун вә алма әшшаб қатарлиқ шәһәрләрдики бәзи җайларниму һавадин бомбардиман қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر