абдуллаһйан: исраилийәгә қилинған һуҗум һәққидә америкаға керәклик агаһландурушлар берилди

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан исраилийәгә қилинған һуҗум һәққидә тохтилип, америкаға керәклик агаһландурушлар берилгәнликини ейтти.

2127357
абдуллаһйан: исраилийәгә қилинған һуҗум һәққидә америкаға керәклик агаһландурушлар берилди

түркийә авази радийоси хәвири: абдуллаһйан X иҗтимаий алақә торида һәмбәһирлигән учурида белгийә, голландийә вә җәнубий қибрис рим һакимийити ташқи ишлар министирилири билән көрүшкәнликини билдүрүп: «исраилийә һакимийитиниң иранниң дәмәшиқтики әлчихана бинасиға қилған террорлуқ һуҗуми вә хәлқара қанунға шундақла вйена әһдинамисигә хилаплиқ қилиши күн тәртипкә кәлди. мән дөлитимизниң мәйданини чүшәндүрдүм. америкаға керәклик агаһландурушниң берилгәнликини тәкитлидим» деди.

иран ташқи ишлар министири абдуллаһйан русийәлик мәнсәпдиши сергей лавров билән өткүзгән сөһбитидиму исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлириниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

иран таратқулиридики хәвәрләргә асасланғанда, иран дөләт мудапиә министири муһәммәд риза аштийаниму иранға қаритилған һуҗумлар һәққидә агаһландурушларда болған.

иран министири: «исраилийәниң иранға һуҗум қилиши үчүн һава вә қуруқлуқ саһәсини ечип бәргән дөләтләрму бизниң кәскин җавабизмиға учрайду» дегән.

иранниң б д т да турушлуқ даимий вәкилиму исраилийәгә қаритилған һава һуҗуми һәққидә тохтилип, «бу иш һазирчә нәтиҗиләнгән болуп һесаблиниду. әгәр исраилийә йәнә бир хаталиқ садир қилса, иранниң җаваби техиму еғир болиду» деди.

байанатта йәнә, тоқунушниң иран билән исраилийә оттурисида икәнлики тәкитлинип, «америка буниңдин йирақ туруши керәк» дейилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر