германийә украинаға йеңи вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси беридиған болди

германийә һәрбий йардәм йүрүшлүклири даирисидә, украинаға йеңи вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси беридиған болди.

2127418
германийә украинаға йеңи вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси беридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида, русийәниң һава һуҗуминиң күчийиши вә украина һөкүмитиниң тәлипигә асасән һәмдә иттипақдашлириниң маслишиши билән илгири йәткүзүлгәндин башқа йәнә, йеңи вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба һава мудапиә системисиниң украинаға өткүзүп берилидиғанлиқи билдүрүлди.  

германийә дөләт мудапиә министири борис писториус бу һәқтә тохтилип: «украина шәһәрлиригә вә дөләтниң ул әслиһәлиригә қаритилған русийәниң террорлуқи тәсвирлигүсиз азабларни кәлтүрүп чиқармақта. хәлқниң енергийә мәнбәлиригә қарита хәвп ашмақта вә украина қораллиқ қисимлириниң мәшғулат тәййарлиқи үчүн муһим болған санаәт ул әслиһәлири вәйран қилинмақта. шуңлашқа биз украинани йеңи бир вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси билән қоллап қуввәтләймиз. бу қарарни мақуллаштин илгири дөлитимиз үчүнму йеңисини сетивелишқа вәдә бәргән идим, биз буниң үчүн тиришип хизмәт қилмақтимиз» деди.

германийә дөләт мудапиә министирлиқи илгириму һәрбий йардәм бериш пилани даирисидә украинаға һәр хил һәрбий әслиһәләрдин башқа йәнә, икки вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси, оқ етиш үскинилири вә икки вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба қойуп бериш суписи бәргән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر