иранниң исраилийәдин өч елиш еһтималлиқи барлиқ дөләтләрни җиддийләштүрди

исраилийә 1 – апрелда иранниң дәмәшиқтики консулханисиға һуҗум қилғандин кейин теһранниң өч елишидин әнсирәш барлиқ дөләтләрни һәрикәткә кәлтүрди.

2127264
иранниң исраилийәдин өч елиш еһтималлиқи барлиқ дөләтләрни җиддийләштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң қуддуста турушлуқ баш әлчиханиси сайаһәт агаһландуруши елан қилип, хизмәтчиләр вә аилә-тавабиатлириниң мәркизий район сиртиға чиқмаслиқини тәләп қилди.

әнгилийәму пуқралириға исраилийәниң шималиға бармаслиқни тәвсийә қилди. әнгилийә дипломатийә министирлиқиниң байанатида, ливан вә сүрийә чеграсиға, ғәззә райони әтрапидики районларға, ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа вә ғәззәгә бармаслиқ тәвсийәсигә алаһидә орун аҗритилди.

фирансийәму пуқралирини агаһландуруп, иран, ливан, исраилийә вә пәләстин земиниға бериштин қәтий сақлинишқа чақирди. иранниң пайтәхти теһрандики дипломатлар вә аилә-тавабиатлириниң қайтип келиш хизмитини башлаш вә иранға рәсмий вәзипигә йоллашни тохтитиш буйруқи чүшүрүлди.

германийә ташқи ишлар министирлиқиму пуқралирини иран, исраилийә вә пәләстингә бармаслиқ һәққидә агаһландурди һәмдә иранда турушлуқ пуқралириниң ирандин чиқип кетишини тәләп қилди. бихәтәрлик сәвәбидин иранниң пайтәхти теһранға учидиған нөвәтчи айропиланларниму тохтитишни қарар қилған германийә авиатсийә ширкити <Lufthansa> бу қарарниң 18 - апрелғичә узартилғанлиқини елан қилди.

авистирийә авиатсийә ширкәтлириму 18 - апрелғичә иранға учидиған нөвәтчи айропиланларни тохтатти. иран, ирақ, ливан вә исраилийәгә сайаһәт агаһландуруши елан қилди. шуниң билән бир вақитта йәнә иранда турушлуқ пуқралириға чеградин чиқип кетишни тәвсийә қилди.

голландийә һөкүмитиму пуқралириға «исраилийәгә җиддий сайаһәт қилишни кечиктүрүш» ни тәвсийә қилди.

қатар, бәһрәйин, сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипиликиму пуқралиридин исраилийә вә ғәрбий қирғақтин дәрһал айрилишини тәләп қилди.

һиндистанму пуқралириға иран вә исраилийәгә сайаһәткә бармаслиқни тәвсийә қилди.

исраилийә 1 - апрелда иранниң дәмәшиқтә турушлуқ баш әлчихана қорусидики консулхана бинасиға һавадин һуҗум қилған болуп, һуҗумда иран инқилабни муһапизәт қилиш армийәсиниң 2 генералини қошқанда, җәмий 7 киши қаза қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر