русийә йеңи бир террорлуқ һуҗуминиң алдини алғанлиқини билдүрди

русийә федератсийәси бихәтәрлик идариси пайтәхт москвадики бир синагог (йәһудий ибадәтханиси)қа қаритилған террорлуқ һуҗуминиң алдини алди.

2126959
русийә йеңи бир террорлуқ һуҗуминиң алдини алғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси бихәтәрлик идариси байанат елан қилип: «русийә федератсийәси бихәтәрлик идариси москвадики бир синагогда амма топланған әснада террорлуқ һуҗуми пәйда қилишни пиланлиған оттура асийа дөләтлириниң 2002 –йили туғулған бир пуқрасиниң җинайи қилмишиниң алдини алди» дегәнләрни қәйт қилди.

мәзкур кишиниң ибадәтханини көздин кәчүргәндин кейин, бомба йасаш үчүн материйалларни сетивалғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «террорчи 10-апрел қолға елиниш җәрйанида бихәтәрлик қисимлириға оқ чиқарғандин кейин бир тәрәп қилинди» дегән ибариләргә орун берилди.

22-март кәчтә русийәниң пайтәхти москвадики «крос ситй» намлиқ консерт залида террорлуқ һуҗуми йүз берип, 144 адәм һайатидин айрилған, вәқәгә четишлиқ икәнлики илгири сүрүлгән 11 адәм қолға елинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر