русийә фирансийәни украинаға әскәр әвәтиш мәсилисидә агаһландурди

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу фирансийә дөләт мудапиә министири себастийан лекорнуға, украинаға әскәр әвәткән тәқдирдә буниң фирансийәгә мәсилә пәйда қилидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

2124597
русийә фирансийәни украинаға әскәр әвәтиш мәсилисидә агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, министир шойгуниң фирансийәниң «чиң турған тәлипи» бойичә фирансийә дөләт мудапиә министири себастийан лекорну билән телефонда көрүшкәнликини билдүрди.

байанатта, лекорнуниң пайтәхт москвадики «крокус хол сити» (Crocus Hall City) консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗуми тоғрисида тәзийәсини билдүргәнлики қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«шуниң билән бир вақитта, лекорну һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даешқа дөңгәп, украина вә ғәрб дөләтлириниң террорлуқ һуҗумиға арилашмиғанлиқиға қайил қилишқа урунди» дейилди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгуниң террорлуқ һуҗуми тоғрисидики тәкшүрүшниң чоқум ахирлишидиғанлиқини вә җавабкарларниң җазаға тартилидиғанлиқини тәкитлигәнлики билдүрүлгән байанатта, террорлуқ һуҗумини тәшкилләштә украинаниң қоли барлиқиға даир учурларниң барлиқи қәйт қилинди.

байанатта, сергей шойгуниң фирансийә дөләт мудапиә министири себастийан лекорнуға, «кийев һөкүмити ғәрбниң тәстиқи болмай туруп, һечқандақ иш қилалмайду. бу ишниң арқисида фирансийә истихбаратиниң йоқ болушини үмид қилимиз» дегәнлики әскәртилди.

украина мәсилисиму музакирә қилинған байанатта, «сергей шойгу елисе сарийиниң фирансийә һәрбий қисимлирини украинаға әвәтиш һәққидики байанлириға қарита, әгәр бу әмәлийәткә айланса, бу фирансийәниң өзи үчүн мәсилә пәйда қилидиғанлиқини оттуриға қойди» дейилди.

фирансийә дөләт мудапиә министирлиқиниң мәзкур телефон сөһбити тоғрисида елан қилған байанатида болса, министир лекорнуниң консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗуми тоғрисида русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгуға, «фирансийәниң қолида бу һуҗум билән украинани бағлашқа сәвәб болидиған һечқандақ учурниң йоқлуқи» ни ейтип, русийәдин бу әһвални сүйиистемал қилишни тохтитишни тәләп қилғанлиқи қәйт қилинди.

22-март (2024) , москвадики «крокус хол сити» консерт залида йүз бәргән терорлуқ һуҗумида, 143 адәм җенидин  айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر