русийә талибанни террорлуқ тәшкилатлири тизимликидин өчүрүш алдида туриду

русийә ташқи ишлар министирлиқи талибанни террорлуқ тәшкилатлири тизимликидин чиқириветиш үчүн тиришмақта.

2123504
русийә талибанни террорлуқ тәшкилатлири тизимликидин өчүрүш алдида туриду

түркийә авази радийоси хәвири: <Gazete.ru> тәрипидин елан қилинған хәвәргә асасланғанда, русийә ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә әдлийә министирлиқи билән бирликтә хизмәт ишләватқанлиқини, әмма ахирқи қарарни һөкүмәтниң чиқиридиғанлиқини елан қилди.

бу арилиқта, русийә пирезиденти виладимир путинниң афғанистан алаһидә вәкили замир кабулов талибан вәкиллириниң русийәдә өткүзүлмәкчи болған 15 - нөвәтлик росийә - ислам дунйаси қазан мунбири йиғиниға тәклип қилинғанлиқини вә уларниңму қатнишишни халайдиғанлиқини билдүрди.

русийә вә ислам дунйаси дөләтлири оттурисидики иқтисадий һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш мунбири болуш салаһийитигә <қазан мунбири йиғини> 14 – майдин 19 - майғичә русийә федератсийәсигә қарашлиқ татарстан җумһурийитиниң пайтәхти қазанда өткүзүлиду.

русийә пирезиденти виладимир путинниң афғанистан алаһидә вәкили замир кабулов русийәниң афғанистанда талибан һөкүмити билән хәлқара террорлуққа қарши күрәштә «системилиқ һәмкарлиқ» ичидә икәнликини ейтти әмма бу һәқтә  тәпсилий мәлумат бәрмиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر