һиндистандики  боран вә қуйун апитидә 5 киши қаза қилип, нурғун киши йариланди

һиндистанниң ғәрбий бенгал өлкисигә еғир тәсир көрсәткән қаттиқ боран вә қуйунда 5 киши қаза қилди  вә 100 гә йеқин киши йариланди.

2123536
һиндистандики  боран вә қуйун апитидә 5 киши қаза қилип, нурғун киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн ғәрбий бенгал өлкисигә қарашлиқ җалпайгури райониға қаттиқ боран, қуйун вә мөлдүр еғир тәсир көрсәтти. боран кәм дегәндә 800 өйгә зийан салди, дәрәх вә ток истолбилириниң йиқилишини кәлтүрүп чиқарди.

ғәрбий бенгал өлкиси башлиқи мамата банерҗи боран сәвәбидин бәш кишиниң қаза қилғанлиқин вә кәм дегәндә 100 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

мамата банерҗи сақчилар, районлуқ һөкүмәт, апәтни башқуруш вә тез инкас қайтуруш идариси әтрәтлириниң районға әвәтилгәнликини, йардәм вә қутқузуш хизмәтлири билән тәминлигәнликини билдүрүп, апәтниң тәсиригә учриғанларниң бихәтәр җайларға тарқақлаштурулғанлиқини ейтти.

һиндистан баш министири нарендра модиму һайатидин айрилғанларниң йеқин - йоруқлириға тәзийә билдүрди вә даириләргә апәтниң тәсиригә учриғанларға керәклик йардәмләрниң қилишини үчүн йолйоруқ чүшүргәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر