талибан: «америка афғанистанниң һава тәвәлики һоқуқиға хилаплиқ қилмақта»

талибан һөкүмити американиң учқучисиз айропиланлар билән учуш елип бериш арқилиқ  афғанистанниң һава тәвәлики һоқуқиға хилаплиқ қиливатқанлиқини билдүрди.

2122651
талибан: «америка афғанистанниң һава тәвәлики һоқуқиға хилаплиқ қилмақта»

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан вақитлиқ һөкүмити байанатчиси забиһуллаһ муҗаһид американиң учқучисиз айропилан билән афғанистан һава тәвәликигә көп қетим хилаплиқ қилғанлиқини вә өзлириниң буниңға наразилиқ билдүргәнликини тәкитләп, америкидин бу мәсилигә әстайидил муамилә қилишни тәләп қилди.

забиһуллаһ муҗаһид: «бир қисим йеқин дөләтләрниң һава бошлуқини ишлитип, афғанистанға кәлгән бу учқучисиз айропиланлар шүбһисизки, америкиға тәвәдур. һәммәйлән бу мәсилидики мәсулийитини тонуп йетиши вә қанунға хилаплиқ қилишни тохтитиши керәк» деди.

забиһуллаһ муҗаһид исмини тилға алмастин «йеқин дөләтләр» гиму чақириқ елан қилип,  уларниң һава бошлуқлирини американиң ишлитишигә ечип бәрмәсликини тәләп қилди.

бир нәччә күн илгири афғанистан мәтбуатлирида афғанистанниң җәнубидики қәндиһар вә нимруз вилайәтлиридә учқучисиз айропиланларниң учқанлиқи хәвәр қилинған иди.

талибан һөкүмити әмәлдарлири узундин буйан афғанистанниң нурғун районлирида учқучисиз айропиланларниң учуп йүргәнликини билдүрүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر