сүрийәниң шималидики азәз наһийәсидә террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималидики азәз наһийәсидә бомба аптомобил партилап, төт киши қаза қилди вә 20 киши йариланди.

2122578
сүрийәниң шималидики азәз наһийәсидә террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: килисниң удулиға җайлашқан вә сүрийә өктичилириниң контроллуқида туриватқан азәз наһийәсиниң бир ават кочисида партилаш йүз бәрди.

террорлуқ һуҗумида дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда, төт пуқра қаза қилип, 20 пуқра йариланған. һуҗумдин кейин, әтрапта бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилгән. йариланғанлар азәз дохтурханисида балнестқа елинған.

нәқ мәйданни көздин кәчүргән йәрлик бихәтәрлик қисимлири, һуҗумни тәкшүрүшни башлиди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечкиши өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر