пәләстинниң йеңи кабенти тәстиқланди

пәләстинниң йеңи баш министири муһәммәд мустафа кабентини дөләт рәиси мәһмут аббасқа сунди.

2121992
пәләстинниң йеңи кабенти тәстиқланди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин вафа (WAFA) агентлиқи баш министир муһәммәд мустафаниң 23 министирдин тәркип тапқан 19-нөвәтлик кабентни вә һөкүмәт пирограммисини мәһмут аббасқа сунғанлиқини хәвәр қилди.

пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас елан қилған қарарнамә билән һөкүмәт тизимликиниң тәстиқланғанлиқи билдүрүлди.

баш министир муһәммәд мустафа охшаш вақитта йәнә ташқи ишлар министирлиқи вәзиписини үстигә алған һөкүмәтниң, 31-март (2024) мәһмут аббасниң һузурида қәсәм беридиғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, һөкүмәт пирограммисиниң «ғәззә хәлқи үчүн омумйүзлүк инсанпәрвәрлик вә җиддий қутқузуш пиланини түзүш, ғәззә билән ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқини қайта қуруш вә иқтисадни муқимлаштуруш салмиқини ашуруш, түзүм ислаһати, идарә-органларни қайта тәшкилләш вә мустәһкәмләш, чирикликкә қарши туруш, рәқәмлик өзгәртиш, хизмәт сәвийәсини ашуруш, әдлийә системисини күчәйтиш вә бихәтәрликни ашуруш қатарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқи» билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر