пакистанда бомбилиқ һуҗум йүз берип, 5 хитай билән 1 пакистанлиқ өлди

пакистанниң хәйбәр пахтонхва өлкисиниң шаңла районида йүз бәргән бомба һуҗумида 5 нәпири хитай болуп җәмий алтә кишиниң өлгәнлики билдүрүлди.

2120593
пакистанда бомбилиқ һуҗум йүз берип, 5 хитай билән 1 пакистанлиқ өлди

түркийә авази радийоси хәвири: шаңлада вәзипә өтәватқан сақчи хадими бахат заһир һуҗумниң партлатқуч қачиланған машининиң башқа бир машиниға соқулуши нәтиҗисидә йүз бәргәнликини؛ вәқәдә һуҗумға учриған машинидики бәш хитай билән уларниң шопуриниң өлгәнликини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, бир пакистан әскири қораллиқ унсурларниң балучистан өлкисидики деңиз армийә базисиға һуҗум қилишқа урунушидин кейин йүз бәргән тоқунушта һайатидин айрилди.

«давн» гезитиниң хәвиригә қариғанда, пакистан қуруқлуқ армийәси аммиви мунасивәт бөлүми йазма байанат елан қилип, қораллиқ унсурларниң балучистанниң турбат районидики деңиз армийә базисиға һуҗум қилишқа урунғанлиқини, вәқәдин кейин нәқ мәйданға йетип кәлгән бихәтәрлик қисимлири билән террорчилар оттурисида тоқунуш йүз бәргәнликини билдүрди.

байанатта, тоқунушта бир әскәрниң һайатидин айрилғанлиқи, төт һуҗумчиниң өлтүрүлгәнлики, бихәтәрлик қисимлириниң һуҗумчиларниң сиңип кириш урунушиниң алдини алғанлиқи қәйт қилинди.

йәнә бир тәрәптин, бөлгүнчи балучистан азадлиқ армийәси йәрлик таратқуларға байанат берип, һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر