қәндәһарда банкада адәм бомба һуҗуми йүз бәргән

афғанистанниң җәнубиға җайлашқан қәндәһар вилайитидә түнүгүн (21-март) адәм бомба һуҗуми йүз берип, 26 киши җенидин айрилди.

2118778
қәндәһарда банкада адәм бомба һуҗуми йүз бәргән

түркийә авази радийоси хәвири: б б с (BBC) ниң қәндәһар вилайитидики әң чоң болған мирвәйис дохтурханисиниң бир дохтуриниң вәқә тоғрисида ейтқанлирини нәқил қилған хәвиридә билдүрүлишичә, түнүгүнки адәм бомба һуҗумида җенидин айрилғанлар 26 гә, йариланғанлар 38 гә йәткән.

кабул банкасиниң қәндәһардики шөбисидә әтигән тәрәптә адәм бомба һуҗуми йүз бәргән иди. һуҗумға һазирчә һечқандақ тәшкилат йаки шәхс мәсул икәнликини елан қилмиди.

афғанстан таратқулиридики хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, һуҗум дөләт мәмурлири маашини елиш үчүн банкада өчирәттә туруватқанда йүз бәргән.

талибан 2021-йили авғустта афғанистанға һөкүмранлиқ қилишни башлиғандин тартип, хәвпсизликтә илгириләшләр барлиққа кәлгән болсиму, әмма пат-пат зораванлиқ һуҗумлири йүз берип турмақта.

илгири нопусиниң көп қисми шиә болған һазарларға қилинған һуҗумларниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш үстигә алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر