исраилийәниң дәмәшиқниң бәзи җайлириға һавадин һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди

исраилийәниң сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқ әтрапидики бир қанчә нуқтиға һавадин һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди.

2117474
исраилийәниң дәмәшиқниң бәзи җайлириға һавадин һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә хәвәр агентлиқи «сана»ниң һәрбий мәнбәни асас қилған хәвиридә көрситилишичә, шу җай вақти саәт 2 дин 10 минут өткәндә дәмәшиқ әтрапидики бәзи нуқтиларниң исраилийәниң голан егизлики йөнилишидин қилған һава һуҗумиға учриғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә: «һуҗумда талапәт йүз бәрди, һава мудапиә системиси бир қисим дүшмән ракеталирини етип чүшүрди» дегән ибариләргә орун берилди.

исраилийә даирилири һазирғичә бу һәқтә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر