афғанистанда қаттиқ соғуқ сәвәбидин 4 киши тоңлап қаза қилди

афғанистан қаттиқ соғуқниң еғир тәсиригә учриди вә 4 киши тоңлап қаза қилди.

2111132
афғанистанда қаттиқ соғуқ сәвәбидин 4 киши тоңлап қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, сар-ипол өлкисиниң байанатчиси һәбибуллаһ масрур әлбәдир районида қаттиқ соғуқ сәвәбидин 2 айал вә 2 кичик балиниң тоңлап қаза қилғанлиқини байан қилған.

афғанистанда өткән йили (2023) му җудунлуқ қиш пәсли сәвәбидин 200 гә йеқин киши тоңлап қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر