һиндистандики деһқанларниң намайишида сақчилар бир намайишчини өлтүрди

һиндистанда бир һәптидин буйан намайишлирини давамлаштуруватқан деһқанлар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз берип, тунҗи қетим бир намайишчи қаза қилди.

2105855
һиндистандики деһқанларниң намайишида сақчилар бир намайишчини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан сақчилири һарйана өлкиси чеграсидики пайтәхт йеңи деһлиға баридиған йолни тости.

деһқанлар тосуқларни чеқип ташлайдиғанлиқини елан қилғандин кейин, сақчилар йаш аққузуш бомбиси етип намайишчиларни тарқитиветишкә урунди.

вәқәдә, бир намайишчи қаза қилди. сақчи тәрәп 24 йашлиқ деһқанниң сақчилар тәрипидин өлтүрүлгәнликигә даир тәкшүрүш елип баридиғанлиқлирини билдүрди.

чиққан сүркилишләрдә, деһқанлар таш етип нурғун сақчиларни йариландурди.

деһқанларниң нуқтилиқ тәшкилатлиридин бири болған «пәнҗап ишчи - деһқан санхарш комитети» ниң баш катипи сарван синги пандер әҗәллик вәқәдин кейинки һәрикәт пиланини 23 - февралда қарар қилидиғанлиқлирини вә шу вақитқичә намайишни тохтитидиғанлиқлирини елан қилди.

һиндистан2021 - йилидиму деһқанларниң намайишиға сәһнә болған иди.

һиндистанда деһқанлар һөкүмәтниң йардәм миқдариға наразилиқ билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر