талибан б д т ниң қатарда башланған афғанистан тоғрисидики йиғиниға қатнишишни рәт қилди
бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистан тоғрисидики йиғини қатарниң пайтәхти доһада башланди.
2104141
түркийә авази радийоси хәвири: қатар ташқи ишлар министирлиқиниң байанат елан қилип, б д т баш катипи антонийо гутерресму қатнашқан б д т йиғиниға, афғанистандики талибан һөкүмитиниң қатнашмиғанлиқи билдүрүлди.
мәркизий қатарға җайлашқан әлҗәзирә телевизийә қанилиниң тор бетидики хәвәрләрдә, афғанистан һөкүмитиниң тәклип қилинған болсиму, йиғинға қатнишишни рәт қилғанлиқи уқтурулди.
талибан һөкүмити б д т ниң май (2023) да доһада өткүзгән афғанистан тоғрисидики тунҗи йиғиниға тәклип қилинмиған иди.