германийәниң қарари 3-дунйа урушиниң хәвәрчисиму?

мудапиә хамчотлирини йуқири миқдарда көпәйтишни қарар қилған германийәниң армийә иштаб башлиқи кастен бойа (Carsten Breuer) бәш йилдин сәккиз йилғичә «урушқа тәййар һаләткә келиш» керәкликини билдүрди.

2101577
германийәниң қарари 3-дунйа урушиниң хәвәрчисиму?

түркийә авази радийоси хәвири: германийә армийә иштаб башлиқи кастен бойа «Welt am Sonntag» гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, «урушқа тәййар һаләткә келиш» кә бир җәрйан кетидиғанлиқини әскәртип: «бизниң чәксиз вақтимиз йоқ, чүнки соғуқ уруш ахирлашқандин буйан тунҗи қетим уруш еһтималлиқи сирттин бизгә мәҗбурий теңиливатиду. анализчиларниң дегинигә қариғинимизда вә русийәниң йошурун һәрбий тәһдитини көзәткинимиздә, биз үчүн бәш йилдин сәккиз йилғичә тәййарлиқ вақтимизниң барлиқини көримиз. бу дәл ашу вақитта уруш болиду, дегәнлик болмисиму бу мумкин. мән әскәр болғанлиқим үчүн бәш йил ичидә урушқа тәййар һаләткә келишимиз керәк, дәймән» деди.

германийә икки йил илгири украина-русийә уруши партлиғанда мудапиә хамчотлирини йуқири миқдарда көпәйтишни қарар қилған болуп, йеңи технологийәлик қорал-йарағларни сетивелиш вә армийәни заманивийлаштуруш үчүн 100 милйард йавро мәхсус хамчот аҗратқан иди. бу рамкида, америкадин «F-35» айропилани, чинук (Chinook) тирансипорт тик учари вә исираилийәдин «Arrow-3» башқурулидиған бомба қалқан системиси сетивелиш қатарлиқ нурғун қорал-йарағ келишимлирини имзалиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر