байдин йәһудийларға ембарго йүргүзүш қанун тәклипини тәстиқлиди

америка пирезиденти җо байдин ишғал астидики ғәрбий қирғақта пәләстинликләргә зораванлиқ қилған ашқун йәһудий көчмәнләргә ембарго йүргүзүш тәклип қилинған қанун лайиһәсини имзалиди.

2096582
байдин йәһудийларға ембарго йүргүзүш қанун тәклипини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай пирезидент җо байдинниң ғәрбий қирғақта хәвпсизликкә зийан салған ашқун йәһудий көчмәнләргә ембарго йүргүзүш қанун тәклипини имзалиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, буниң билән, ғәрбий қирғақта пәләстинликләргә зораванлиқ қилған ашқун йәһудий көчмәнләр америка һөкүмитиниң ембаргосиға дуч келиду. ембаргоға исми киргүзүлгән кишиләр, америка пул-муамилә системисидин пайдилиналмайду, америка визиси алалмайду, америкадики мал-мүлүклири тоңлитилиду вә америкалиқлар билән сода қилиши чәклиниду.

пирезидент байдин мәзкур қанун тәклипи тоғрисида тохтилип, ғәрбий қирғақта хәвпсизлик вә муқимлиқниң зийанға учримаслиқи үчүн бу қәдәмни басқанлиқлирини, пәләстинликләргә зораванлиқ қилишни қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

ақсарайниң нам-шәрипини ашкарилашни халимиған бир әмәлдари қанун тәклипи рамкисида һазирдин башлапла төт кишиниң ембарго тизимликигә киргүзүлгәнликини билдүрди.

ишғал астидики ғәрбий қирғәақ вә шәрқий қуддуста 7-өктәбир (2023) дин буйан исираилийә әскәрлири билән йәһудий көчмәнлириниң зораванлиқлирида, әң аз дегәндә 381 пәләстинлик җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر