йавропа иттипақи: сираилийә сотниң қарарини толуқ иҗра қилиши керәк

йавропа иттипақи хәлқара әдлийә сотиниң исраилийәгә қарши чиқарған алдини елиш тәдбирлирини йолға қойуш қарари тоғрисида байанат елан қилип: «йавропа иттипақи буларниң толуқ, тез вә үнүмлүк шәкилдә йолға қойулушини үмид қилиду» деди.

2094120
йавропа иттипақи: сираилийә сотниң қарарини толуқ иҗра қилиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети билән йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел хәлқара әдлийә сотиниң исраилийә тоғрисида чиқарған қарарлири һәққидә бирләшмә байанат елан қилди.

хәлқара әдлийә сотиниң қарарлириниң нәзәргә елинғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, «йавропа иттипақи бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң асаслиқ әдлийә оргини болған хәлқара әдлийә сотини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини җәзмләштүриду. хәлқара әдлийә сотиниң қарари тәрәпләр үчүн чәкләш күчигә игә болуп, тәрәпләр чоқум уларға бойсунуши керәк. йавропа иттипақи уларниң толуқ, тез вә үнүмлүк шәкилдә йолға қойулушини үмид қилиду» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә, тәрәпләрниң пакит сунуш һоқуқиниң бүгүнки қарарниң тәсиргә учримайдиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر