йапонийәдә кашила сәвәбидин нурғунлиған йуқири сүрәтлик пойиз мулазимити вақитлиқ тохтитилди

йапонийәниң шәрқий вә оттура районлирида нурғунлиған йуқири сүрәтлик пойиз мулазимити ток үзүлүп қелиш сәвәбидин вақитлиқ тохтитилди.

2092086
йапонийәдә кашила сәвәбидин нурғунлиған йуқири сүрәтлик пойиз мулазимити вақитлиқ тохтитилди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий йапонийә төмүр йол ширкитиниң байанатиға асасланғанда, шу йәрниң вақти әтигән саәт 10:00 әтрапида тохоку, җоетсу, хокурику йуқири сүрәтлик пойиз линийәлиридә ток үзүлүп қелиш һадисиси йүз бәргән.

ток үзүлүп қалғандин кейин, токйо билән хоккайдо арилиқида қатнайдиған һайасуба 13 – нумурлуқ йуқири сүрәтлик пойизи сайтама өлкисиниң омийа районида бузулуп қалған.

кашила сәвәбидин тохоку, җоетсу, хокурику линийәсидики нурғунлиған йуқири сүрәтлик пойиз мулазимити вақитлиқ тохтитилған.

вагонларға қапселип қалған йолучиларниң релис йолида пийадә тарқақлаштурулғанлиқи билдүрүлди.

шәрқий йапонийә төмүр йол ширкити кашилиниң һәл болмиғанлиқини әскәртип, пойиз мулазимитини қайта башлашқа вақит кетиши мумкинликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر